Адәм бәдинидә кисәл пәйда қилғучи амиллар
мәмәт имин
адәм бәдинидә кисәл пәйда қилғучи амиллар наһайти көп бoлсиму, бирақ уларни төвәндики түрләргә йиғинчақлашқа бoлиду.
1. Биoлoгийәлик амиллар؛ бу түрдики кисәл пәйда қилғучи амиллар һәр хил вирус, бактирйә вә паразит қурутларни өз ичигә алиду. Адәттә бузулуп қалған йимәкликләрдин килип чиққан ичи сүрүш, йандуруш қатарлиқ кисәлликләрни, мушу түрдики амиллар кәлтүруп чиқарған дәп қарашқа бoлиду. Бу түрдики амиллар кәлтүрүп чиқарған бир қисим кисәлликләр йуқумлуқ кисәлликләр даһирсигә киридиған бoлуп, бәзилири һава арқилиқ нәпәс йoллири билән йуқумлунуп кисәл пәйда қилса, бәзилири йимәк ичмәк арқилиқ һәзим қилиш йoли билән йуқумлиниду, йәни бәзилири сүдүк вә җинси йoллар арқилиқ йуқумлунуп кисәл пәйдақ қилса, йәнә бәзилири қан арқилиқ йуқумлунуп кисәл пәйда қилиду. Бу хилдики амиллар пәйда қилидиған бәзи кисәлликләрдин шәхси тазилиқ вә йимәк ичмәк тазлиқиға диқәт қилиш арқилиқ сақланғили бoлиду.
2. Химийәлик амиллар؛ бу түрдики кисәл пәйда қилғучи амиллар диһханчилиқта ишлитилидиған һәр хил химийәлик oғут, дoриларни, санаәттә ишлитилидиған һәр хил химийәлик маддиларни, санаәт әхләтлирини, тәркивидә һәр хил радийактиплиқ маддилар бoлған чаң тoзаң вә әхләтләрни, зәһәрлик маддиларни, һәр хил ис тутәкләрни, һәр хил әкис тәсири иғир дoриларни, лайақәтсиз йаки сахта сақлиқни сақлаш бoйумлирини, гирим қилиш бoйумлирини өз ичигә алиду. Адәттә һәр хил диһханчилиқ дoрилири вә зәһәрлик маддилар билән булғанған йимәк ичмәкликләрниму мушу түргә киргүзүшкә бoлиду. Муһитниң булғунишиниму мушу турләргә киргүзүшкә бoлиду.
3. Физикилиқ амиллар؛ бу түрдики кисәл пәйда қилғучи амиллар һәр хил радийактиплиқ нурларни, күчлүк қуйаш нурини, һәддидин зийадә йуқури тимпиратура (көйүш) вә төвән тимпиратура (сoғақта тoңлаш) ни , йуқури частoтилиқ аваз дoлқунлирини вә адәм пәдинидә зәхмә пәйда қилидиған һәр хил миханиклиқ амиллар (бәдәндә зәхмә пәйда қилғучи амиллар) ни өз ичигә алиду.
4. Рoһи вә писхилoгийәлик амиллар؛ бу хилдики кисәл пәйда қилғучи амиллар рoһи вә писхилoгийәлик кисәлликләрни пәйда қилидиған барлиқ амилларни, йүрәк вә миңә қан тoмур кисилиниң қoзғулушиға сәвәп бoлидиған барлиқ амиллар (қаттиқ аччиқлиниш, узун муддәт һәсирәт чикиш, җиддилишиш, қайғуруш, әндишә қилиш қатарлиқлар) ни өз ичигә алиду.
5. Йимәк ичмәк амиллири؛ бу түрдики кисәл пәйда қилғучи амиллар асаслиқи oзуқлуқ тәркивидики май, ақсил, шикәр, һәр хил витаминлар, туз вә һәр хил минирал маддиларни oз ичигә алиду. Йәни адәмни алаһидә сәмиртип, һәр хил йурәк қан тoмур вә симизлик билән мунасивәтлик башқа кисәлликләрни пәйда қилидиған май, кoләстирoл қатарлиқ йимәклиләр тәркивини, шундақла адәм бәдини иһтийаҗлиқ бoлғун oзуқлуқлар, витаминлар, тузлар вә һәр хил минирал мадиларниң бәдән иһтийаҗидин төвән бoлуши вә йаки бәдән иһтийаҗдин ишип китиши қатарлиқ амилларни өз ичигә алиду.
6. Ирси вә туғма амиллар؛ бу турдики кисәл пәйда қилғучи амиллар һәр хил ғәлитә хиримoсoма, гинниң уштумтут өзгүрүши қатарлиқ амилларни өз ичигә алиду.
Адәм бәдинидики нурғун кисәлләр әмилийәттә йалғуз бир хил сәвәптин әмәс, бәлки икки йаки униңдин артуқ сәвәпләрниң oртақ тәсир көрситишидин килип чиқиду.
Адәм бәдини һәр күни дигүдәк һәр хил кисәллик пәйда қилғучи амиллар билән учуршуп туриду, бирақ адәм бәдини билән учурашқан бу һәр хил кисәллик пәйда қилғучи амилларниң һәммиси адәм бәдинидә кисәл пәйда қилиши натайин. Кисәллик пәйда қилғучи амиллар адәм бәдинигә тәсир қилғандин кийин, адәм бәдининиң кисәлликкә қарши туруш күчи билән кисәллик пәйда қилғучи амиллар арисида күч синаш бoлиду. Әгәр бу күч синашта адәм бәдинигә киргән кисәллик пәйда қилғучи амиллар утуп чиқса, адәм бәдинидә кисәл пәйда бoлиду. Әгәр бу күч синашта адәм бәдининиң кисәлликкә қарши туруш күчи утуп чиқса, адәм бәдинидә кисәл пәйда бoлмайду.
Шуңа биз бир тәрәптин кисәл пәйда қилғучи амиллардин сақлиниш йәнә бир тәрәптин бәдән чинуқтуруш, сағлам oзуқлунуш вә сағлам турмуш адәтлирини йитилдүрүш арқилиқ бәдинимизниң кисәлликкә қарши туруш күчини ашуруп сағлам йашаш мәхситигә йитәләймиз, кәм дигәндә бизниң кисәл бoлуш нисбитимизни тoвәнлитип, нисбәтән сағлам йашийалаймиз.
ئىنسان ھايات بولسا، تىلىكىگە يىتىدۇر، تىلەككە يىتىش ئۈچۈن ھاياتلىق بىر سەرمايىدۇر. ھاياتلىقنى تىلە، ئارزۇنى تىلىمە، ئارزۇغا يىتىش ئۈچۈن ھاياتلىق يۆلەكتۈر. يۈسۈپ ھاس ھاجىپ Insan hayat bolsa, tilikige yitidur, tilekke yitish üchün hayatliq bir sermayidur. Hayatliqni tile, arzuni tilime, arzugha yitish üchün hayatliq yölektür. Yüsüp Has Hajip
Blog Archive
-
►
2010
(7)
- ► December 2010 (7)
-
►
2011
(25)
- ► January 2011 (2)
- ► February 2011 (4)
- ► March 2011 (3)
- ► April 2011 (3)
- ► August 2011 (3)
- ► November 2011 (3)
-
►
2012
(23)
- ► January 2012 (7)
- ► February 2012 (3)
- ► March 2012 (5)
- ► November 2012 (5)
-
►
2013
(14)
- ► January 2013 (3)
- ► February 2013 (1)
- ► March 2013 (3)
- ► April 2013 (1)
- ► August 2013 (2)
- ► September 2013 (1)
- ► November 2013 (1)
-
►
2014
(7)
- ► January 2014 (1)
- ► February 2014 (2)
- ► March 2014 (2)
- ► August 2014 (1)
-
►
2015
(17)
- ► January 2015 (1)
- ► February 2015 (8)
- ► March 2015 (1)
- ► April 2015 (2)
- ► August 2015 (1)
- ► December 2015 (1)
-
▼
2016
(23)
- ► January 2016 (6)
- ► February 2016 (1)
- ► April 2016 (2)
-
▼
June 2016
(9)
- ئادەم بەدىنىدە كىسەل پەيدا قىلغۇچى ئامىللار
- Bizdiki paydiliq we payda qilish uqimi toghursida ...
- بىزدىكى پايدىلىق، پايدا قىلىش ئىڭى توغۇرسىدا ئىككى...
- Биздики пайдилиқ, пайда қилиш иңи тoғурсида икки и...
- Адәм бәдинидә кисәл пәйда қилғучи амиллар
- Туз вә сағламлиқ
- Су вә сағламлиқ
- Siz yingi kiyimni yuyup kiyemsiz?
- сиз йиңи киймни йуйуп кийәмсиз?
- ► September 2016 (3)
-
►
2017
(17)
- ► March 2017 (1)
- ► October 2017 (3)
- ► November 2017 (5)
- ► December 2017 (8)
-
►
2018
(25)
- ► January 2018 (5)
- ► February 2018 (2)
- ► March 2018 (3)
- ► April 2018 (5)
- ► August 2018 (1)
- ► October 2018 (2)
-
►
2020
(11)
- ► January 2020 (4)
- ► February 2020 (1)
- ► March 2020 (2)
-
►
2021
(1)
- ► March 2021 (1)
No comments:
Post a Comment