Сиз йиңи кийимни йуйуп кийәмсиз?
Мәмәт Әмин
Оттуз йил илгири мән Гуаңҗуда али мәктәптә оқуватқанда, бир йатақта йатидиған бир савақдишим базардин ситивалған йиңи кийимилирини йуйуп тазлап андин кийәтти. Мән ичимдә уни "һөпәпни жуңдимай йәйдиған, һәсәлдин қил аридиған" дәп мәсхирә қилаттим. Оттуз йилдин кийинки бүгүнки күндә мән йиңи алған тиригә бивастә тигип туридиған барлиқ кийимләрни йуйуп кийишниң зөрүрлигини билдим. Әҗиба мән оттуз йил кийин амиркида билгән бу ишни у савақдишим оттуз йил илгири билип болғанмиду? Буниси маңа нәмәлум, бәлким у савақдишимниң йиңи алған кийимләрни йуйуп кийишидә башқа сәвәпләр барду, вә йаки болмиса йиңи кийимдин раһәтсиздур. Миниң оғлумму йиңи кийимдин раһәтсиз, йиңи кийимни йуйуп бир мәзгил кәйгәндин кийин андин шикайәт қилиштин тохтайду. Мәйли сәвәп нимә болуштин қәтти нәзәр, йиңи кийимни йуйуп кийиш йахши бир адәт икән.
Йапунлуқларниң көпүнчиси йиңи кийимни йуйуп кийишкә адәтләңән икән. Амиркидиму бәзи кишиләр йиңи кийимни йуйуп кийидикән. Мән уларниң ундақ қилишини һәр бир инсанниң көңән шәхси адәтлиридин бири болса кирәк дәп биләттим. Бугун бир мақала көргәндин кийин униң сәвәбини толуқ чүшәндим, вә достлар билән ортақлишиш үчүн бу мақалини йизип достларға сундум.
Мутихәсисләр йиңи ситивалүан барлиқ ич кийимләрни, пайпақни, вә йазда кийидиған тирә билән бивастә тигишип туридиған барлиқ кийимләрни йуйуп кийишни тәшәббус қилиду. Униң сәби кийим тикишкә ишләткән тала рәхләрниң тәркивидики химийәлик маддилар, кийим тикиш, қачилаш җәрйанида булғанған һәр хил бактирйәләр тирә билән бивастә учуршуш вә тиридики тәр бәз төшүкчиси арқилиқ бәдәңә кирип, тирини ғидиқлаш, тиридә йаллуғ пәйда қилиш, тирә ракини пәйда қилиш қатарлиқ йаман тәсирләрни пәйда қилиш иһтималиқи икән.
Кийим кичәк вә сақлиқни сақлаш мутихәсисләрниң билдүришичә барлиқ кийим кичәкләрдә төвәнди хәтәрлик амиллар мәвҗут икән.
1. Кийим кичәкләрни ишләп чиқириш үчүн ишлитиған сүнни талалар тәркивидә химийәлик маддилар бар болуп, һәр қайси дөвләтләрниң бу талалар тәркивидики зийанлиқ химийәлик маддиларниң әң йуқури өлчимигә болған тәләп вә чәклимиләр охшаш болмиғини үчүн, бәзи таллалар тәркивидики зийанлиқ маддиларниң тәркиви йол қойған өлчәмдин хили йуқури икән.
2. Тәбби талалар тәркивидиму бәзи химийәлик тәркип бар икән, һәм уларни ишләп чиқириш җәрйаниди химийәлик дорилар билән бир тәрәп қилидикән.
3. Барлиқ рәңлик рәхләрни химийәлик рәң бириш усули арқилиқ ишләп чиқиридикән.
4. Нурғун тала рәх ишләп чиқиридиған завут фабрикиларниң муһити нәм болғачқа, тала рәхләрниң нәм һавада көкүрүп қилишидин сақлаш үчүн, көкүрүп қилиштин сақлайдиған химийәлик маддиларни ишлитидикән.
5. Кийим кичәкләр тикилип болғандин кийин, кийим кичәкләрниң көкүрүп қилиши вә йаки рәңгиниң өзгүрәп қилишидин сақлаш үчүн, бир хил химийәлик маддини пүркидикән. Бу хил химийәлик маддилар һәтта сап пахта билән ишләп чиқарған ич кийимләрдиму бар икән.
6. Кийим кичәк тиккүчиләргә, йимик ичмәк ишләп чиқарғучиларға қойидиған ундақ қаттиқ тазлиқ тәләплири болмиғачқа, кийим кичәкләрниң һәр хил бактирйә вә паразит қурутлар билән болғунуп қилиш иһтимали бар икән.
Йиңи кийим кичәк тәркивидики бу зийанлиқ амиллар, бәзи қисмән алаһидә сәзгүр адәмләргә дәрһал тәсир қилип, бәзи җидди харәктирлиқ инкасларни қозғисиму, бирақ мутләқ көп сандики кишиләргә нисбәтән, уларниң бәдән'гә болған зийини наһайти аста болиду, бәзилириниң йаман тәсири бир нәччә йилда көрүлсә, йәни бәзилириниң йаман тәсири көрүлүши үчүн нәччә он йил кийиду. Көпүнчә әһвалда уларниң бизгә илип кәлгән йаман тәсирини, биз қисқа вақит ичидә пәриқ әтмәймиз. Биз бәзидә бәзи бир тирә кисәлликлиригә гириптар болсақму, униң сәвибини йиңи кийимләрни йумай кәгинимиз билән бағлимаймиз.
Йиңи кийим кичәкләрни кийиштин бурун йуғанда, кийим кичәкләр тәркивидики барлиқ суда иридиған химийәлик тәркип вә бактирйә, паразит қурутлар тазлиниши, нәтиҗидә уларниң тиригә болған әкис тәсири төвәнлиши мүмкин.

No comments:
Post a Comment