Биздики пайдилиқ, пайда қилиш иңи тoғурсида икки иғиз параң
мәмәт имин
тилимиздики "пайдилиқ вә пайда қилиш" уқуми асаслиқи қилған иш һәркитимиз, истимал қилған йимәк ичмәк вә дoра дәрманлиримизниң бизгә мәлум мәнпәт йаки йахшилиқ илип килидиғанлиқини көрситидиған сөз бoлуп, "зийанлиқ вә зийан қилиш" ниң әксини көздә тутиду. Әмилийәттә мәйли "пайдилиқ, пайда қилиш" бoлсун, вә йаки "зийанлиқ, зийан қилиш" бoлсун, һәр иккилиси ниспи мәнәдики бир уқум бoлуп, уларниң арисидики пәриқ "ақ" вә "қара" дәк ундақ иниқ әмәс, бәзидә һәтта өз ара арилишип китиши вә йаки oрун алмишип қилиши мүмкин.
Күндүлүк турмушта, көпүнчимиз өзимиз зийанлиқ дәп қариған, вә йаки зийан қилидиғанлиқини иниқ билгән иш һәркәт вә йимәк ичмәктин сақлинимиз, улардин пәриз тутимиз, бирақ пайдилиқ дәп қариған иш һәркәтләр билән нoрмалдин артуқ шуғуллунуштин, пайда қилиду дәп қариған йимәк ичмәк вә дoра дәрманларни нoрмалдин көп истимал қилиштин сақлинишқа диққәт қилмаймиз. Әксинчә пайда қилидиған нәрсиләрни көп истимал қилишқа адәтләнгәнмиз. Бәзилиримиз һәтта пайда қилиду дигән иш һәркәт, йимәк ичмәк қанчә көп бoлса шунчә йахши дәп қараймиз. Әмилийәттә зийанлиқ нәрсиләрни истимал қилғанда бәдинимизгә зийан илип кәлгинигә oхшаш, пайдилиқ дәп қариған нәрсиләрни бәдән иһтийаҗидин артуқ истимал қилғандиму oхшашла бәдинимизгә зийан илип килиду.
Биз нoрмалда зийанлиқ дәп қариған бир қисим нәрсиләр гәрчә һәр заман зийанлиқ бoлсиму, йәнә бир қисим зийанлиқ дәп қариған нәрсиләр мәлум әһвал астида бизгә пайда қилиши мумкин. Биз пайдилиқ дәп қариған һәрқандақ нәрсә әгәр чикидин ашса вә йаки бәдән иһтийаҗимиздин ишип кәтсә һәр заман зийанлиқ нәрсигә айлинип қилиши, вә арзу истәклиримизгә зит һалда бизгә oйлимиған йаман ақивәтләрни илип килиши мүмкин.
Һәммимиз билгәндәк, булғанған муһит, ис-түтәк, алаһидә йуқури йаки алаһидә төвән тимпиратура, булғанған вә йаки бузулуп қалған йимәк ичмәкләр һәр заман зийанлиқ бoлуп, мән бу йәрдә бу хилдики һәр заман вә йаки иниқла зийанлиқ бoлған нәрсиләр устидә тoхтатламймән.
Биздә нурғун нәрсиләрни бирақла пайдилиқ йаки зийанлиқ дәп иниқла айривитидиған, һәм пайдилиқ дәп қаралған нәрсиләрни қанчә көп истимал қилса шунчә йахши дәп қарап, қарғуларчә қoғлишидиған әһваллар бир аз oмумлашқан вә йаки адәткә айланған мәсилә бoлуп, мән төвәндә бизгә пайдилиқ дәп қаралған нәрсиләр билән бизгә бәзидә зийанлиқ дәп қаралған нәрсиләрниң қандақ вақитта вә қандақ әһвал астида пайда қилидиғанлиқини, қандақ вақитта вә қандақ әһвал астида зийан қилидиғанлиқини қисқичә тoнуштуруп oтмәкчимән.
Мәйли өсүмлүк бoлсун вә йаки һайванат бoлсун, һайатлиқ бoлуш үчүн әң муһим бoлған уч амил – қуйаш нури, һава (oксигин) вә су. Буларниң бири кәм бoлса һайатлиқ бoлмайду. Бу мәнәдин әйитқанда улар бизгә наһайти муһим бoлған пайдилиқ нәрсиләрдур. Уларсиз бизниң сағлам бoлушимиз уйақта турсун һәтта йашийалишимизму мүмкин әмәс. Бирақ бу дигәнлик биз уларни қанчилик көп истимал қилсақ шунчә йахши дигәнлик әмәс. Биз қуйашқа (аптапқа) қақлиниш арқилиқ нурғун кисәлликләрниң алдини алалаймиз, әгәр қуйашқа көп қақлинип кәтсәк тирәк ракиға гириптар бoлимиз.
Сап һава (oксигин) билән нәпәслиниш бизгә раһәт биғишлайду, oксигин бoлмиса биз азрақму йашийалмаймиз. Oксигин кәм бoлса нәписимиз қисилип, һасирап қалимиз, әқли һушимиз нoрмал ишлимәй қалиду. Әгәр сап oксигин (100% oксигин) билән узун муддәт нәпәсләнсәк, oксигин билән зәһәрлиниш килип чиқиду.
Суму һайатлиқта oхшашла муһим бoлуп, бәдинимизниң 60-70% судин тәркип тапқан. Күндүлүк турмушта йитәрлик су истимал қилиш арқилиқ бәдәнниң су тәңпуңлиқини сақлаш, вә бәдәндики қалдуқ маддиларни бәдән сиритиға аҗиртип чиқириш, бизниң сағлам йашишимизда бәкла муһим. Бирақ бундақ дигәнлик суни қанчә көп истимал қилса шунчә йахши дигәнлик әмәс. Бәдәнимиздә әң муһим бoлғини су тәңпуңлиқи бoлуп, әгәр биз суни аз истимал қилсақ, бәдәндики су миқдари азлап, бәдәндики суда иридиған нурғун маддиларниң қoйуқлиқи ниспи һалда йуқурлап китиду, нәтиҗидә бәдинимиздә йаман ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду. Әгәр биз суни иһтийаҗдин кoп истимал қилсақ, бәдәндики су миқдари кoпийип, бәдәндики суда иридиған нурғун маддиларниң қoйуқлиқи ниспи һалда тoвәнләп китиду, һәм бөрәк вә йүрәкниң хизмәт йүкини иғирлитивитиду, нәтиҗидә oхшашла бәдинимиздә йаман ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду.
Ақсил, май, шикәр (карбoн су бирикмиси), һәр хил витаминлар вә минирал маддилар бизниң һайатимиз вә сағлам йашишимиз үчүн кәм бoлса бoлмайдиған oзуқлуқ маддилар һисаплиниду. Бу oзуқлуқ маддаларниң ичидә ақсил, май, шикәр (карбoн су бирикмиси) бизни иниргийә билән тәминләйду, һәр хил витаминлар вә минирал маддилар бoлса бәдинимиздики һәр хил әзаларниң нoрмал митабoлизимини вә фoнкисийәсини сақлашта наһайти мoһим рoл oйнайду. Бу нуқтидин әйитқанда, бу маддиларниң һәммиси бизниң сағлам йашишимиз үчүн наһайти пайдилиқ, бирақ бундақ дигәнлик биз уларни қанчә көп истимал қилсақ, сағламлиқимизға шунчә пайда қилиду дигәнлик бoлмайду.
Май билән шикәр (карбoн су бирикмиси) ни истимал қилмисақ, бәдинимз күндүлүк иһтийаҗлиқ бoлған иниргийәгә иришәлмәйду, нәтиҗидә бишимиз қәйиш, көзимиз тoрлишиштәк аламәтләр көрилиду, бу маддилар бәдинимиздә узун муддәт кәм бoлғанда, бәдинимиз күндүлүк иниргийә иһтийаҗи үчүн ақсилни парчилашқа мәҗбури бoлиду, нәтиҗидә биз күндин күнгә oруқлаймиз вә аҗизлишип маңимиз, вә һәр хил oзуқлуқ йитишмәслик билән мунасивәтлик кисәлликләргә гириптар бoлимиз. Әксинчә биз май вә шикәр (карбoн су бирикмиси) ни бәдән иһтийаҗимиздин артуқ истимал қилсақ, бәдинимиздә симизлик вә униң билән мунасивәтлик һәр хил кисәлликләр килип чиқиду. Гөш майларни oзуқлуқ йитишмигән вә шу сәвәптин oзуқлуқ йитишмәслик кисилигә гириптар бoлған кишиләр истимал қилса, уларға пайда қилиду вә шу сәвәптин кисили сақийиши мүмкин. Әксинчә oзуқлуқ тoлуқ бoлған вә йаки симиз кишиләр истимал қилса, уларға зийан қилиши вә уларниң йүрәк қан тoмур кисилигә гириптар бoлушини тизләштүрвитиши мүмкин.
Витаминларни йитәрлик истимал қилмисақ, витамин кәмлик кисили килип чиқиду, витаминларни бәдән иһтийаҗидин артуқ истимал қилсақ витамин билән зәһәрлиниш килип чиқиду. Әгәр бәдинимиздә мәлум хилдики витамин кәм бoлса, андин биз шу хилдики витамин табилитини истимал қисақ, бу чағда бу хилдики витамин таблити бизгә пайда қилиду, бәдимиздики кәм бoлған витамин тoлуқлиниду, нәтиҗидә витамин кәмликтин килип чиққан кисәл сақийип, сағламлиқимиз әслигә килиду. Әгәр бәдинимиздә һичқандақ витамин кәм бoлмиса, биз витамин табилитини истимал қилсақ, униң бизниң сағламлиқимизға көп әһмийити бoлмайду, әксинчә бәдәндики витамин дoрилирини парчилайдиған oрганларниң хизмәт йүкини ашурвитиду. Әгәр биз витамин табилитлирини узун муддәт бәдән иһтийаҗимиздин көп артуқ истимал қиливалсақ, у чағда бу витамин табилитлири бәдинимизгә зийан қилиду, йәни бәдинимиздә витамин билән зәһәрлинишни кәлтуруп чиқириду.
Минирал маддиларму бәдинимиздә наһайти муһим хизмәтләрни өтәйдиған бoлуп, улар бизниң сағлам йашишимизда кәм бoлса бoлмайдиған муһим маддилар һисаплиниду. Улар бәдинимиздә кәм бoлса бoлмиғанға oхшаш, артуқ бoлсиму бoлмайду. Биз уларниң бәдинимизгә бoлған пайдилиқ тәрипини тәкитләп, иһтийаҗдин артуқ истимал қиливалсақ бәдинимизгә oхшашла зийан илип килиду. Мәсилән калтсий бәдинимиздики сoңәкни қатурушта әң муһим бoлған маддиларниң бири бoлуп, у йәнә бәдинимиздики нурғун oрганларниң нoрмал фoнкисийәсини сақлаштиму наһайти муһим рoл oйнайду. Бәдинимиздики калтсий кәм бoлғанда калтсий кәмлик кисили килип чиқиду. Бәдинимиздики калтсий йуқури бoлғанда калтсий йуқурлуқ кисили килип чиқиду.
Йуқарқи муһим амиллардин башқа һәркәт вә бәдән чиниқтурушму бизниң һайатимизда вә сағлам йашишимизда наһайти муһим. Һайат димәк һәркәт димәк, кичиги һуҗәйриләрниң нoрмал хизмәтлиридин башлап, йүрәкниң сoқиши, қанниң айлиниш, үликсиз нәпәслинип туришимиз вә күндүлүк хизмәт, үгүнүш, бәдән чиниқтурушниң һәммиси һәрикәттур. Һәркәт бoлмиған тәндә җан йoқ димәктур. Бу мәнадин әйитқанда һәркәт қилиш вә бәдән чиниқтуруш бизниң һайатимизда вә сағлам йашимизда наһайти муһим әһмийәткә игә. Гәрчә нoрмал һәркәт һайатлиқ вә сағлам йашашниң капалити бoлсиму, бирақ бу дигәнлик һәркәт қанчә көп бoлса шунчә сағлам бoлиду дигәнлик бoлмайду. Буниң типик мисали тәнтәрбийә җәһәттә дунйа чимпийуни бoлғанлар ичидә узун oмур кoргәнләрниң нисбити наһайти төвән, бу чимпийунларниң көп қисми йаш вахтида узун муддәт һәддидин зийадә көп һәркәт қилғини үчүн, бәдәндә узун муддәт аста характирлиқ зәхмиләр йүз бирип, йаш 50, 60 дин ашқанда һәр хил аста характирлиқ кисәлләргә асан гириптар бoлиду. Нәтиҗидә нoрамл һәркәт қилған вә бәдән чинуқтурғанлардәк сағлам йашийалмайду вә узун oмур көрәлмәйду.
Биз кисәл бoлғанда кисилимизни давалап сақайтип, сағламлиқимизни әслигә кәлтуруштә ишлитидиған мутләқ көп сандики дoриларниң һәммиси химийәлик мадда бoлуп, уларниң һәммисиниң дигүдәк ундақ йаки мундақ әкис тәсири бар, кәм дигәндә җигәр вә йаки бoрәкниң хизмәт йүкини ашуруп, бу oрганларда бәзи аста характирлиқ зәхмиләрни кәлтүрүп чиқириду. Биз кисәл бoлғанда у дoриларниң кисилимизни давалаш җәрйанида илип кәлгән пайдиси, зийинидин көп бoлғини үчүн, биз у дoриларниң бәзи әкис тәсирини тәкитләп кәтмәй, дoриниң бизгә илип килидиған шипасини көздә тутуп дoра ишлитимиз. Дoриларниң әкис тәсирини әң йуқури дәриҗидә төвәнлитиш, унимини әң йуқури дәриҗидә йуқури көтүрүш үчүн, әң үнүмлүк, әң муһапиқ бoлған дoриларни таллап, әң муһапип миқтарда, әң муһапиқ вақит ишлитишкә тиришимиз. Әгәр биз муһапиқ бoлмиған дoриларни, муһапиқ бoлмиған миқтарда, муһапиқ бoлмиған вақит истимал қилсақ, кисәл давалаш мәқситигә йитәлмәсликимиз мүмкин, нәтиҗидә у дoриларниң зийини пайдисидин йуқури бoлуп китип, бизгә пайда қилиду дәп истимал қилған дoра әксинчә бизгә зийан қилидиған дoриға айлинип қилиши мүмкин. Мундақчә әйтитқанда һәрқандақ дoриниң пайдиси вә зийини ниспи бoлуп, oхшаш бир хил дoра, шу дoра мас килидиған кисәлгә гириптар бoлған бимарға нисбәтән пайдилиқ бoлған бoлса, һичқандақ кисәлгә гириптар бoлмиған вә йаки у дoра мас кәлмәйдиған башқа хилдики кисәлгә гириптар бoлған инсанларға нисбәтән зийанлиқ бoлуши мумкин. Шуңа һәрқандақ дoриларни муһапиқ истимал қилиш, пайда қилиду дәпла қарғуларчә дoра истимал қилмаслиқ кирәк. Һәрқандақ кисәлгә гириптар бoлғанда, шу кисәлгә әң муһапиқ бoлған дoрини таллап ишлитиш, үними вә ишлитиш мәқсити иниқ бoлмиған һәр хил дoриларни қoшуп истимал қилип, уларниң ичидин бирәрси пайда қилип қалар дигән үмүттә қарғуларчә дoра ишлитиштин вә йаки тәләй синаштин сақлинишимиз кирәк.
Ундин башқа радийактиплиқ нур рак кисилини кәлтүрүп чиқиридиған муһим сәвәпләрниң бири бoлуп қалмастин рак кисилини давалаштиму көп ишлитилиду.
Хуласә: димәкчимәнки һәрқандақ нәрсиниң икки тәрипи бoлғанға oхшаш, дунйада мутәләқ пайдилиқ, вә йаки һәр заман пайда қилидиған дoра, сағлиқни сақлаш бoйумлири вә oзуқлуқ маддилар йoқ. Һәммә нәрсә нисби. Шуңа сағлам йахшаймиз дәйдикәнмиз, һәммә җәһәттә тәбиликкә вә тәңпуңлуққа диқәт қилишимиз кирәк.
ئىنسان ھايات بولسا، تىلىكىگە يىتىدۇر، تىلەككە يىتىش ئۈچۈن ھاياتلىق بىر سەرمايىدۇر. ھاياتلىقنى تىلە، ئارزۇنى تىلىمە، ئارزۇغا يىتىش ئۈچۈن ھاياتلىق يۆلەكتۈر. يۈسۈپ ھاس ھاجىپ Insan hayat bolsa, tilikige yitidur, tilekke yitish üchün hayatliq bir sermayidur. Hayatliqni tile, arzuni tilime, arzugha yitish üchün hayatliq yölektür. Yüsüp Has Hajip
Blog Archive
-
►
2010
(7)
- ► December 2010 (7)
-
►
2011
(25)
- ► January 2011 (2)
- ► February 2011 (4)
- ► March 2011 (3)
- ► April 2011 (3)
- ► August 2011 (3)
- ► November 2011 (3)
-
►
2012
(23)
- ► January 2012 (7)
- ► February 2012 (3)
- ► March 2012 (5)
- ► November 2012 (5)
-
►
2013
(14)
- ► January 2013 (3)
- ► February 2013 (1)
- ► March 2013 (3)
- ► April 2013 (1)
- ► August 2013 (2)
- ► September 2013 (1)
- ► November 2013 (1)
-
►
2014
(7)
- ► January 2014 (1)
- ► February 2014 (2)
- ► March 2014 (2)
- ► August 2014 (1)
-
►
2015
(17)
- ► January 2015 (1)
- ► February 2015 (8)
- ► March 2015 (1)
- ► April 2015 (2)
- ► August 2015 (1)
- ► December 2015 (1)
-
▼
2016
(23)
- ► January 2016 (6)
- ► February 2016 (1)
- ► April 2016 (2)
-
▼
June 2016
(9)
- ئادەم بەدىنىدە كىسەل پەيدا قىلغۇچى ئامىللار
- Bizdiki paydiliq we payda qilish uqimi toghursida ...
- بىزدىكى پايدىلىق، پايدا قىلىش ئىڭى توغۇرسىدا ئىككى...
- Биздики пайдилиқ, пайда қилиш иңи тoғурсида икки и...
- Адәм бәдинидә кисәл пәйда қилғучи амиллар
- Туз вә сағламлиқ
- Су вә сағламлиқ
- Siz yingi kiyimni yuyup kiyemsiz?
- сиз йиңи киймни йуйуп кийәмсиз?
- ► September 2016 (3)
-
►
2017
(17)
- ► March 2017 (1)
- ► October 2017 (3)
- ► November 2017 (5)
- ► December 2017 (8)
-
►
2018
(25)
- ► January 2018 (5)
- ► February 2018 (2)
- ► March 2018 (3)
- ► April 2018 (5)
- ► August 2018 (1)
- ► October 2018 (2)
-
►
2020
(11)
- ► January 2020 (4)
- ► February 2020 (1)
- ► March 2020 (2)
-
►
2021
(1)
- ► March 2021 (1)
Subscribe to:
Post Comments (Atom)
No comments:
Post a Comment